1 Ялған тараза Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
2 Тәкәббурлуқ билән биргә шәрмәндичилик әгишип келәр;
3 Тоғриларниң сәмимийлиги өзини йетәкләр;
4 Худаниң ғәзәп күнидә мал-дунияниң пайдиси болмас;
5 Камил адәмниң һәққанийлиғи өзини түз йолға башлар;
6 Дурус адәмләрниң һәққанийлиғи өзлирини қутқузар;
7 Рәзил адәм өлсә, униң үмүти йоққа чиқар;
8 Һәққаний адәм қийинчилиқтин халий қилинар;
9 Мунапиқлар өз ағзи билән йеқинини бузар;
10 Һәққаний адәм ронақ тапса, шәһәр хуш болар;
11 Тоғриларниң бәрикәт тиләшлири билән шәһәр гүллинәр;
12 Өз йеқинини сөкидиған киши — әқилсиздур;
13 Гәп тошуғучи мәхпийәтләрни ашкарилар;
14 Йолйоруқ кам болса, әл-жут жиқилар;
15 Ятқа борун болған киши зиян тартмай қалмас;
16 Шапаәтлик аял иззәт-һөрмәтни қолдин бәрмәс;
17 Рәһимдил өз-өзигә бәхит яритар;
18 Яман адәмләрниң алған иш һәққи уларни алдар, бәрикәтсиз болар;
19 Һәққанийәт адәмгә һаятлиқ тапқузар;
20 Нийити бузуқ киши Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
21 Қол тутушуп бирләшсиму, яманлар җазаға тартилмай қалмас;
22 Чирайлиқ амма тетиқсиз хотун,
23 Һәққанийларниң арзуси пәқәт яхши мевә елип келәр;
24 Бирәв мәртләрчә тарқатсиму, гүллинәр;
25 Мәрт адәм әтлинәр;
26 Ашлиқни сатмай бесивалған киши әлниң ләнитигә учрайду;
27 Яхшилиқни издәп интилгән адәм шапаәт тапар;
28 Өз мал-дуниясиға таянғучи жиқилар;
29 Өз өйигә азарчилиқ салған киши шамалға мирас болар;
30 Һәққанийниң беридиған мевиси «һаятлиқ дәриғи»дур;
31 Қараңлар, һәққаний адәм бу дунияда сәһвәнлиги үчүн бәдәл төлигән йәрдә,