1 Андин Нааматлиқ Зофар җававән мундақ деди: —
2 «Гәп мундақ көп турса, уни җавапсиз қалдурғили болмас?
3 Сениң сәпсәтәлириң көпчиликниң ағзини тувақлиса боламду?
4 Чүнки сән: «Мениң әқидилирим саптур,
5 Аһ, Тәңри гәп қилсиди!
6 Шундақ қилип У даналиқниң сирлирини саңа ечип бәрсиди!
7 Сән Тәңрини издигән тәғдирдиму Уни түптин тонуяламсән?!
8 Бундақ даналиқ асмандин егиздур, униңға еришишкә немә амалиң бар?
9 Униң узунлуғи йәр-зиминдин узундур,
10 У өтүп кетиветип, адәмни қамиса, уни сораққа чақирса, кимму Уни тосалисун?
11 Чүнки У сахта адәмләрни убдан билиду,
12 «Инсан туғулуп бир явайи ешәкниң тәхийигә айланғичә,
13 Бирақ сән болсаң, әгәр қәлбиңни тоғрилатсаң,
14 Қолуңдики қәбиһликни өзүңдин нери қилсаң,
15 Сән у чағда йүзүңни қусурсиз көтирип жүрисән,
16 Җапайиңни унтуйсән,
17 Күнлириң чүштики нурдин йоруқ болиду,
18 Үмүтүң бар болғачқа, сән һимайигә егә болисән,
19 Раст, сән ятқиниңда, һеч кимниң вәсвәсиси болмайду,
20 Бирақ рәзилләрниң көзлири нуридин кетиду,