Tito 1

Муқеддес Калам (кирил йезиқ) (UIGCYR)

1 Худаниң таллиғанлириға аманәт болған етиқат вә ихласмәнликкә елип баридиған һәқиқәтниң билдүрүлүши үчүн, Әйса Мәсиһниң расули қилип тайинланған, Худаниң қули болған мәнки Павлустин саңа салам —

2 (бу етиқат вә һәқиқәт мәңгүлүк һаятқа бағланған үмүтни елип келиду; бу мәңгүлүк һаятни мутләқ ялған ейтмайдиған Худа һәммә дәвир-заманлардин илгирила вәдә қилған еди;

3 лекин һазир вәдисиниң вақти келип Қутқузғучимиз Худа буниң калам-хәвирини Өз әмри билән маңа тапшурған җакар арқилиқ ашкарилиди)

4 — ортақ етиқатимизда өз оғлум болған Титусқа салам! ХудаАтимиз вә ниҗаткаримиз Мәсиһ Әйсадин саңа меһир-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!

5 Сени Крет арилида қалдуруштики сәвәп, орундилип болмиған ишларни бир тәрәп қилишиң үчүн вә һәр шәһәрдә саңа тапилиғинимдәк җамаәткә ақсақалларни тайинлишиң үчүн еди.

6 Ақсақаллиққа тайинлинидиған киши әйипсиз болуши, бир аяллиқ, пәрзәнтлири болса етиқат қилғучи болуши вә ишлирида шаллақлиқ қилидиған яки ата-анисиға бойсунмайдиған әйиплири болмиған болуши керәк.

7 Чүнки җамаәтниң йетәкчиси Худаниң аилисигә ғоҗидар болуш сүпитидә, әйипсиз болуши керәк; башбаштақ әмәс, териккәк әмәс, һарақ-шарапқа берилгән әмәс, зораван әмәс, нәпсанийәтчи әмәс,

8 бәлки меһмандост, сахавәтлик, яхшилиқни сөйидиған, салмақ, адил, ихласмән вә өзини тутувалған болуши лазим.

9 У йәнә сағлам тәлим билән риғбәт-тәсәлли бериш үчүн вә қарши чиққучиларға рәддийә бериш үчүн, тапшурулған тәлимдики ишәшлик калам-сөздә чиң туруши керәк.

10 Чүнки һазир бемәна сөз қилидиған, кишиләрниң көңлини овлап езитқулуқ қилидиған, өз бешимчилиқ қилидиған көплигән кишиләр бар, болупму хәтниликләрдин чиққанлар бар.

11 Уларниң ағзини етиш керәк; чүнки улар һарам дунияни дәп үгитишкә тегишлик болмиған тәлимләрни үгитип, һәтта пүтүн аилиләрни набут қилмақта.

12 Шулардин бири, йәни Крет арилидикиләрниң өзиниң бир пәйғәмбири: «Кретлар һемишә ялған сөзләйдиғанлар, вәһший һайванлар вә һорун тоймаслардур» дегән.

15 Пак кишиләр үчүн һәммә нәрсә пак; лекин булғанған напаклар вә етиқатсизлар үчүн һеч қандақ нәрсә пак әмәстур. Чүнки уларниң ой-пикрлириму, виҗданиму булғинип кәткән.

16 Улар Худани тонуймиз дәп давраң қилсиму, лекин әмәллиридә Униңдин таниду; чүнки улар жиркиничликләр, һечгәп аңлимайдиғанлар, һеч қандақ яхши ишларни қилишқа яримайдиғанлардур.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado

Estude este capítulo no WhatsApp

Peça à IA da Bíblia Fala para explicar Tito 1, comparar traduções ou montar um estudo — tudo direto pelo WhatsApp.