Jó 42

Муқеддес Калам (кирил йезиқ) (UIGCYR)

1 Аюп Пәрвәрдигарға җавап берип мундақ деди: —

2 «Һәммә ишни қилалайдиғиниңни,

3 «Несиһәтни тутуруқсиз сөзләр билән хирәләштүргән ким?»

4 Аңлап баққайсән, сөзләп берәй;

5 Мән қулиқим арқилиқ хәвириңни аңлиғанмән,

6 Шуниң үчүн мән өз-өзүмдин нәпрәтлинимән,

7 Пәрвәрдигар Аюпқа бу сөзләрни қилғандин кейин шундақ болдики, Пәрвәрдигар Теманлиқ Елифазға мундақ деди: —

8 Бирақ һазир өзүңлар үчүн йәттә топақ һәм йәттә қочқарни елип, қулум Аюпниң йениға берип, өз-өзүңлар үчүн көйдүрмә қурбанлиқ сунуңлар; қулум Аюп силәр үчүн дуа қилиду; чүнки Мән уни қобул қилимән; болмиса, Мән өз наданлиқлириңларни өзүңларға қайтуруп берәй; чүнки силәр Мениң тоғрамда қулум Аюп тоғра сөзлигәндәк тоғра сөзлимидиңлар».

9 Шуниң билән Теманлиқ Елифаз, Шухалиқ Билдад вә Нааматлиқ Зофар үчәйлән берип Пәрвәрдигар уларға дегинидәк қилди; һәмдә Пәрвәрдигар Аюпниң дуасини қобул қилди.

10 Шуниң билән Аюп достлири үчүн дуа қиливиди, Пәрвәрдигар уни азап-қийинчилиқлиридин қайтуруп, әслигә кәлтүрди; Пәрвәрдигар Аюпқа бурунқидин икки һәссә көп бәрди.

11 Шуниң билән униң барлиқ ака-ука, ача-сиңил вә униңға илгири дост-ағинә болғанларниң һәммиси униң йениға кәлди. Улар униң өйидә олтирип униң билән биллә тамақланди; униңға һесдашлиқ қилишип, Пәрвәрдигар униңға кәлтүргән барлиқ азап-оқубәтләр тоғрисида тәсәлли беришти; һәмдә һәр бир адәм униңға бир тәңгидин көмүш, бирдин алтун һалқа беришти.

12 Пәрвәрдигар Аюпқа кейинки күнлиридә бурунқидин көпрәк бәхит-бәрикәт ата қилди; униң он төрт миң қойи, алтә миң төгиси, бир миң қошлуқ калиси, бир миң мада ешиги бар болди.

13 Униңдин йәнә йәттә оғул, үч қиз туғулди. ◼ 42:13 \+bd «Униңдин йәнә йәттә оғул, үч қиз туғулди»\+bd* — Пәрвәрдигар Аюпқа «тирилиш» тоғрилиқ беваситә һеч қандақ гәп қилмиди. Бирақ тексттә (10-айәт) мундақ дейилиду: — «Пәрвәрдигар униңға бурунқидин икки һәссә көп бәрди». Һайванларниң сани болса икки һәссә дәриҗидә көпәйтилди. Мәсилән, әслидә униң йәттә миң қойи бар еди; һазир униң он төрт миң қойи бар болди, қатарлиқлар. Бирақ әслидә униң «он балиси, йәни йәттә оғли, үч қизи» бар еди; һазир болса униң он төрт оғли, алтә қизи бар болуш керәкқу? Әмәлийәттә у қиямәт күнидә қайтидин әслидики йәттә оғли, үч қизи билән җәм болиду. Шу чағда у һәқиқәтән он балилиқла әмәс, бәлки жигирмә балилиқ болиду. Аюп йеңи балилириниң онинчиси билән тохтап қелиши билән, бәлким бу «икки һәссә» дегән иш кәлгүсидә чоқум бир тирилишни көрситиду, мән әслидики он сөйүмлүк баламдин пәқәт вақитлиқ айрилдим, дәп ойлашқа башлиған болса керәк. Шуңа бизниңчә тирилиш тоғрилиқ бу ишлардин бешарәт алди.

14 У қизлириниң биринчисиниң исмини «Йемимаһ», иккинчисиниң исмини «Кәзийә», үчинчисиниң исмини «Кәрән-хапуқ» дәп қойди. ◼ 42:14 \+bd «Йемимаһ»\+bd* — «пахтәк» дегән мәнада.

15 Пүткүл зиминда Аюпниң қизлиридәк шунчә гөзәл қизларни тапқили болмайтти; атиси уларни ака-укилири билән охшаш мирасхор қилди.

16 Бу ишлардин кейин Аюп бир йүз қириқ жил яшап, өз оғуллирини, оғуллириниң оғуллирини, һәтта төртинчи әвлатқичә, йәни чәврилириниму көргән.

17 Шуниң билән Аюп яшинип, күнлиридин қанаәт тепип аләмдин өтти.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado

Estude este capítulo no WhatsApp

Peça à IA da Bíblia Fala para explicar Jó 42, comparar traduções ou montar um estudo — tudo direto pelo WhatsApp.