Ester 6

Муқеддес Калам (кирил йезиқ) (UIGCYR)

1 Шу күни кечиси падишаниң уйқиси қечип, тарих-тәзкиринамини әкәлдүрди вә булар униң алдида оқуп берилди.

2 Бир йәрдә: «Падишаһниң Бигтана, Тәрәш дәйдиған орда дәрвазисини бақидиған икки һәрәмъағиси бар еди, улар падиша Аһашверошқа қол селишқа қәстлигәндә, Мордикай бу ишни паш қилип хәвәр йәткүзгән, дәп пүтүлгән еди.

3 Падишаһ: — Бу иш үчүн Мордикайға қандақ нам-шөһрәт вә иззәт-икрам наил қилинди? — дәп сориди.

4 — Орда һойлисида ким бар? — дәп сориди падиша. Бу чағда Һаман падишадин Мордикайни өзи тәйярлап қойған дарға есишни тәләп қилғили келип, ординиң ташқириқи һойлисиға киргән еди.

5 — Мана, Һаман һойлида туриду, — дейишти падишаниң ғуламлири униңға.

6 Һаман киривиди, падиша униңдин: — Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә немә ишларни қилиши керәк? — дәп соривиди, Һаман көңлидә: «Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән киши мениңдин башқа йәнә ким болатти?» — дәп ойлиди-дә

7 падишаға:

8 падишасим дайим кийидиған шаһанә кийим-кечәк вә дайим минидиған арғимақ, йәни бешиға шаһанә таҗ-бәлгү тақалған арғимақ елип келинип,

9 шаһанә кийим билән арғимақни падишаниң әң мөһтәрәм әмирлиридин биригә тутқузсун, у кийимни падишасим иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә кийгүзүп вә уни арғимаққа миндүрүп шәһәр мәйдан-кочилирини айландурсун вә униң алдида: «Қараңлар! Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә мошундақ муамилә қилиниду!» дәп җакалап маңсун, — деди.

10 Шуниң билән падиша Һаманға: — Тез берип дегиниңдәк шаһанә кийим билән арғимақни әпкәл, орда дәрвазисиниң алдида олтарған аву Йәһудий Мордикайға дәл сөзүңдәк қилғин; сениң дегәнлириңниң бирәрсиму кам болуп қалмисун! — деди.

11 Шундақ қилип Һаман шаһанә кийим билән арғимақни әкелип, алди билән Мордикайға шаһанә кийимни кийгүзди, андин уни арғимаққа миндүрүп, шәһәр мәйдан-кочилирини айландурди вә униң алдида: — «Мана, падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә мошундақ муамилә қилиниду!» дәп җакалап маңди.

12 Мордикай йәнила орда дәрвазисиниң алдиға қайтип барди; Һаман болса ғәм-қайғуға петип, бешини чүмкигән һалда алдирап-тенәп өз өйигә қайтип кәтти.

13 Һаман хотуни Зәрәшкә вә барлиқ дост-ағинилиригә бешиға кәлгәнлириниң һәммисини ейтип бәрди. Андин униң данишмәнлири билән хотуни Зәрәш буни аңлап униңға: — Мордикайниң алдида йеңилишқа башлаптила; у әгәр Йәһудийларниң нәслидин болса, уни йеңәлмәйла, әксичә сөзсиз униң алдида мәғлуп болидила, дейишти.

14 Улар техи Һаман билән сөзлишиватқан чеғида, падишаниң һәрәмъағилири келип Һаманни Әстәр тәйярлиған зияпәткә беришқа алдиратти.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado

Estude este capítulo no WhatsApp

Peça à IA da Bíblia Fala para explicar Ester 6, comparar traduções ou montar um estudo — tudo direto pelo WhatsApp.