1 Samuel 11

Муқеддес Калам (кирил йезиқ) (UIGCYR)

1 Шу вақитта Аммоний Наһаш чиқип Ябәш-Гилеадни муһасиригә алди. Ябәшниң һәммә адәмлири Наһашқа: — Әгәр биз билән әһдә түзсәң, саңа бойсунимиз, деди.

2 Лекин Аммоний Наһаш уларға: — Пүткүл Исраилға дәшнәм қилиш үчүн һәр бириңларниң оң көзини оюп андин силәр билән әһдә қилай, деди.

3 Ябәшниң ақсақаллири униңға: — Бизгә йәттә күн мөһләт бәргин; биз Исраилниң пүткүл жутиға әлчиләрни маңдуруп андин кейин бизни қутқузидиған адәм чиқмиса, өзимиз чиқип саңа тәслим болимиз, деди.

4 Әнди әлчиләр Саулниң шәһири Гибеаһқа келип мошу сөзләрни хәлиқниң қулиқиға йәткүзди; һәммә хәлиқ пәряд көтирип жиғлиди.

5 Вә мана, Саул етизлиғидин чиқип калиларни һайдап келивататти, у: — Хәлиқ немә дәп жиғлайду, дәп сориди. Улар Ябәштин кәлгән кишиләрниң сөзлирини униңға дәп бәрди.

6 Саул бу сөзләрни аңлиғанда Худаниң Роһи униң үстигә келип, униң ғәзиви қаттиқ қозғалди.

7 У бир җүп уйни чепип парчилап, парчилирини әлчиләрниң қоли арқилиқ пүткүл Исраил зиминиға тарқитип: — Һәр ким келип Саул билән Самуилға әгәшмисә, уларниң уйлириму мошуниңға охшаш қилиниду, деди.

8 Саул уларни Безәк дегән җайда саниғанда Исраиллар үч йүз миң, Йәһуданиң адәмлири болса оттуз миң чиқти.

9 Улар кәлгән әлчиләргә: — Гилеадтики Ябәшниң адәмлиригә шундақ ейтиңларки, әтә күн чүш болғанда ниҗат силәргә келиду, деди.

10 Шуниң билән Ябәштикиләр: — Әтә биз қешиңларға чиқип тәслим болимиз, силәр бизни қандақ қилишқа лайиқ көрсәңлар, шундақ қилиңлар, деди.

11 Әтиси шундақ болдики, Саул хәлиқни үч бөләк қилди; улар кечә төртинчи җесәктә ләшкәргаһға кирип Аммонийларни күн чүш болғичә уруп қирди. Тирик қалғанлар болса шундақ паракәндә болдики, улардин икки адәмму бир йәргә келәлмиди.

12 Хәлиқ әнди Самуилға: — Бизниң үстимизгә Саул падиша болмисун дәп ейтқанлар кимләр? Бу кишиләрни кәлтүрүп, уларни өлтүрәйли, деди.

13 Лекин Саул: — Бүгүн һеч ким өлтүрүлмисун. Чүнки бүгүн Пәрвәрдигар Исраилға нусрәт бәрди, деди.

14 Самуил хәлиққә: — Қени, Гилеадқа берип у йәрдә падишалиқни йеңибаштин тикләйли, дәп ейтти.

15 Шуни девиди, һәммә хәлиқ Гилеадқа берип Гилеадта Пәрвәрдигарниң алдида Саулни падиша қилди; улар у йәрдә Пәрвәрдигарниң алдида енақлиқ қурбанлиқлирини кәлтүрди. Саул һәм шуниңдәк барлиқ Исраил шу йәрдә зор хошаллиққа чөмди.

Ler em outra tradução

Comparar lado a lado

Estude este capítulo no WhatsApp

Peça à IA da Bíblia Fala para explicar 1 Samuel 11, comparar traduções ou montar um estudo — tudo direto pelo WhatsApp.