3 Гөзәллигиңлар сиртқи көрүнүштин, йәни алаһидә өрүвалған чечиңлар вә тақиған алтун зибу-зиннәтләрдин яки есил кийимләрдин болмисун,
4 бәлки «қәлбиңлардики өзүңлар», йәни мөмин вә тинич роһтин болған чиримас гөзәлликтин болсун; бундақ гөзәллик Худаниң алдида интайин қиммәтликтур.
5 Чүнки бурунқи чағларда, Худаға үмүтини бағлиған ихласмән аяллар дәл мошундақ гөзәллик билән өзлирини зиннәтләп, әрлиригә итаәт қилатти.
6 Дәл мошундақ йолда Сараһ Ибраһимни «ғоҗам» дәп атап, униң сөзлиригә бойсунатти. Силәр һеч қандақ вәсвәсиләрдин қорқмай ишларни дурус қилсаңлар, силәрму Сараһниң пәрзәнтлири болған болисиләр.
7 Шуниңға охшаш, әй әрләр, силәрму аяллириңлар билән турушта, уларни аял кишиләр биздин аҗиз бәндиләр дәп билип уларни чүшинип йетиңлар; силәр улар билән Худа шапаәт қилған һаятқа ортақ мирасхор болуп, уларни һөрмәт қилиңлар. Шундақ қилсаңлар, дуалириңлар тосалғуға учримайду.
8 Ахирида, һәммиңлар бир нийәт бир мәхсәттә, бир-бириңларға һәмдәрд болуп, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, ич-бағри юмшақ вә кәмтәр болуңлар.
9 Яманлиққа яманлиқ, аһанәткә аһанәт билән әмәс, әксичә, бәхит тиләш билән җавап қайтуруңлар. Чүнки силәр дәл бу ишқа чақирилғансиләр; шуниң билән өзүңлар бәхиткә мирасхор болисиләр.
10 Чүнки муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: —
11 Яманлиқтин өзини тартип,
12 Чүнки Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду,
13 Әгәр силәр дайим яхши ишларни қилишқа интилсәңлар, ким силәргә яманлиқ қилар?
14 Лекин һәтта һәққанийлиқ йолида азап-оқубәт чәксәңларму, охшашла бәхитликсиләр! Лекин уларниң вәһимисидин қорқмаңлар вә алақзадә болмаңлар;
15 бәлки қәлбиңларда Рәб Мәсиһни һәммидин үстүн дәп билиңлар; силәрдә болған үмүтниң сәвәвини сориғанларға мөмин-мулайимлиқ вә ихласлиқ билән җавап беришкә һемишә тәйяр туруңлар. ◼ 3:15 \+bd «бәлки қәлбиңларда Рәб Мәсиһни һәммидин үстүн дәп билиңлар»\+bd* — бу сөзләр «Йәш.» 8:13дә тепилиду. «Рәб Мәсиһни һәммидин үстүн дәп билиңлар» грек тилида «рәбни муқәддәс қилип» дегән сөз билән ипадилиниду. Мошу айәттә «муқәддәс» дегән сөз «пак» дегән адәттики мәнада ишлитилмәй, бәлки Рәбниң һәммә башқа затлардин пүтүнләй башқичә, пүтүнләй үстүн екәнлигини билдүриду. \+bd «силәрдә болған үмүтниң сәвәвини сориғанлар»\+bd* — «үмүт» — мәңгүлүк һаятқа бағлиған, әлвәттә. \+bd «силәрдә болған үмүтниң сәвәвини сориғанларға мөмин-мулайимлиқ вә ихласлиқ билән җавап беришкә һемишә тәйяр туруңлар»\+bd* — «ихласлиқ билән» грек тилида «қорқунуч билән» дегән сөз билән ипадилиниду.
16 Һәрдайим виҗданиңларни пак тутуңлар; шуниң билән силәргә «яманлиқ қилғучилар» дәп төһмәт қилғанлар силәрниң Мәсиһдә болған пәзиләтлик жүрүш-турушуңларни көрүп, өзлири қилған төһмәтләрдин хиҗил болсун.
17 Чүнки Худаниң ирадиси шундақ болса, яхшилиқ қилғиниңлар үчүн азап-оқубәт чәксәңлар, бу яман иш қилғиниңлар түпәйлидин азап-оқубәт чәккиниңлардин әвзәл, әлвәттә.
18 Чүнки Мәсиһ бизни Худа билән яраштуруш үчүн, йәни Һәққаний Болғучи һәққаний әмәсләрни дәп, бирла қетимлиқ азап-оқубәт чәкти; гәрчә У тән җәһәттә өлтүрүлгән болсиму, лекин роһта җанландурулди;
19 шуниң билән У солап қоюлған роһларниң йениға мошу роһий һаятлиғи билән берип, Өзиниң бу ғәлибисини җакалиди.
20 солап қоюлған бу роһлар бурунқи заманда, йәни Нуһ пәйғәмбәрниң күнлиридә, кемә ясиливатқан мәзгилдә Худа сәвирчанлиқ билән кишиләрниң товва қилишини күткинидә, Униңға итаәтсизлик қилди. Пәқәт шу кемигә киргән бир қанчиси, йәни җәмий сәккиз җан су арқилиқ қутқузулди. ◼ 3:20 \+bd «...солап қоюлған бу роһлар бурунқи заманда, йәни Нуһ пәйғәмбәрниң күнлиридә, кемә ясиливатқан мәзгилдә Худа сәвирчанлиқ билән кишиләрниң товва қилишини күткинидә, Униңға итаәтсизлик қилди. Пәқәт шу кемигә киргән бир қанчиси, йәни җәмий сәккиз җан су арқилиқ қутқузулди»\+bd* — «солап қоюлған бу роһлар» тоғрисида алимларниң икки хил қариши бар: (1) улар Нуһ пәйғәмбәрниң дәвридә қиз-аялларға нәпс-шәһвәт қилған пәриштиләрни көрситиду («Яр.» 6:1-6ни вә изаһатни, «2Пет.» 2:4-5, «Йәһ.» 6-8ни көрүң); (2) Нуһ пәйғәмбәр дәвридики Худаниң сөзигә кирмигән, рәһимини рәт қилип топанда өлгән итаәтсиз адәмләрниң инсаний роһлирини көрситиду.
21 Мана бу «суға чөмүлдүрүш»ниң бешарити болған. Әнди чөмүлдүрүш — бәдәнниң кирдин тазилиниши әмәс, бәлки адәмниң пак виҗдан билән Әйса Мәсиһниң тирилдүрүлүши арқилиқ Худадин тилигән тәливи — бизни һазир қутқузуватиду
22 (Мәсиһ тирилип әршкә чиқип, пәриштиләр, барлиқ роһий һоқуқдарлар вә күчлүкләр Униңға бойсундурулди вә у Худаниң оң йенида турмақта).